хитай асийа дөләтлириниң һәрбий хираҗәтлирини йуқири көтүришигә сәвәб болмақта

асийа дөләтлириниң хитай билән болған йирикчиликләр түпәйлидин дөләт мудапиә хираҗәтлирини йеқинқи 10 йилда %59 йуқири көтүргәнлики илгири сүрүлди.

962797
хитай асийа дөләтлириниң һәрбий хираҗәтлирини йуқири көтүришигә сәвәб болмақта

 

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаниң омумий дөләт мудапиә чиқимлири 2 тирилйон далларға йәтти.

стокһолим тинчлиқ тәтқиқат инситетути «SIPRI» тәрипидин елан қилинған доклатта билдүрилишичә, дунйа миқйасидики дөләт мудапиә чиқимлири %1.1 йуқири өрләп, 1 тирилйон 739 милйард долларға йәткән.

дунйа бойичә һәрбий хираҗәткә әң көп мәбләғ аҗритидиған дөләтләр қатарида, америкиниң йәнә биринчиликни сақлап кәлгәнлики, алдинқи йили дөләт мудапиәси үчүнла 610 милйард доллар мәбләғ аҗратқанлиқи вә бу мәбләғниң дунйа омумий мудапиә хамҗотиниң өчтән биригә тәң келидиғанлиқи билдүрүлди. 

доклатта билдүрилишичә, америкидин қалсила хитай дөләт мудапиәсигә әң көп пул аҗратқан 2дөләт болған. амрикиниң айриған мәблиғи хитайниң мәблиғигә селиштурғанда, 2.2 һәссә артуқ.

хитай 20 йилдин буйан дөләт мудапиә хамчотини үзлүксиз йуқири көтүрүп келиватқан болуп, алдинқи йили тәхминән %2.6 өрләп, 228 милйард долларға йәткән.

бирақ мәтәхәссисләр хитайниң һәрбий хираҗитиниң елан қилған рәсмий санлиқ мәлуматидин техиму йуқири икәнликини, йәни хитайниң тоғра санни мәхпий тутиватқанлиқини тәхмин қилмақта.

йәнә бир тәрәптин асийа дөләтлири хитай билән болған йирикчиликләр түпәйлидин дөләт мудапиә хираҗәтлирини 10 йилда %59 йуқири көтүргән.

русийәниң қорал, оқ - дора вә башқа һәрбий хираҗәтлиридә 1998йилидин буйан түнҗи қетим төвәнләш көрүлгән.

доклатта билдүрүлишичә, русийәниң һәрбий хираҗәтлири мушу бир йилда %20 төвәнләп, 66 милйард 300 милйонға чүшкән.

стокһолим тинчлиқ тәтқиқат инситетути «SIPRI» тәрипидин елан қилинған доклатта, русийәниң һәрбий хираҗәтни төвәнлитишиниң иқтисади әһвалиниң начарлишишиға мунасивәтлик икәнликиму әскәртилди.

доклатта, германийәниң дөләт мудапиә хираҗитиниң 44 милйард 300 миң долларға чиқип, 1999йилидин буйанқи әң йуқири сәвийәсигә йәткәнлики вә германийәниң дөләт мудапиәсигә әң көп мәбләғ аҗратқан дөләтләр арисида 9орунда туридиғанлиқи билдүрүлди. 

доклатта йәнә, түркийәниң дунйа бойичә 15 - орунда туридиғанлиқи, бу йил дөләт мудапиәсигә 18 милйард 200 милйон доллар аҗратқанлиқи қәйт қилинди.

доклатта билдүрүлишичә, йавропаниң омумий һәрбий хираҗәтлири алдинқи йилиға селиштурғанда %2.2 төвәнлигән. йавропаниң һәрбий хираҗити пүтүн дунйаниң омумий мудапиә хираҗәтлириниң %20 ни тәшкил қилидикән. йавропада дөләт мудапиәси үчүн әң көп мәбләғ айрийдиған дөләтләр қатарида фирансийә 57 милйард 800 милйон доллар билән 6орунда, әнглийә 47 милйон 200 милйон доллар билән 7орунда туридикән.

шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза 29 дөләт болса, алдинқи йили дөләт мудапиәлиригә җәмий 900 милйард  доллар аҗратқан. бу хамчот дунйа омумий мудапиә хамҗотиниң %52 тигә тәң келидикән.

дөләт киримидинму көп дөләт мудапиәсигә мәбләғ аҗратқан дөләтләр арисида, сәуди әрәбистан %10 билән алдинқи қатарға өткән.

доклатта билдүрүлишичә, дөләт мудапиәсигә әң төвән мәбләғ аҗратқан дөләт йапонийә болуп, дөләт йиллиқ омумий керимниң аран %09 ни һәрбий хираҗәткә айрийдиғанлиқи қәйт қилинған.

америка вә шималий атлантик әһди тәкшилатиниң йиллиқ омумий кириминиң %2 ни дөләт мудапиәсигә айриши тәләп қилинмақта.

дөләт омумий киримидин дөләт мудапиәсигә әң көп мәбләғ айрийған дөләтләрниң һәммиси дегүдәк асийа вә оттура шәрқ дөләтлири болуп һесаблинидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. 

  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر