афғанистанда « BBC» мухбири өлтүрүлди

әнглийәниң ахбарат оргини « BBC» мухбири әһмәд шаһ афғанистанниң һост вилайитидә қораллиқ һуҗумға учрап һайатидин айрилди.

961774
афғанистанда « BBC» мухбири өлтүрүлди

 түркийә авази радийоси хәвири: һост вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң башлиқи абдул һаннан « BBC» ниң 29  йашлиқ мухбири әһмәд шаһниң һост вилайитиниң мәндуһил районида қораллиқ һуҗумға учрап һайатидин айрилғанлиқини, вәқәдин кейин тәкшүрүш башланғанлиқини ейтти.

игилинишичә, әһмәд шаһ уда бир йилдин буйан « BBC» ниң мухбири болуп ишләватқан болуп, һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر