америка қошма иштатлири ким җоңун билән мон җаинниң учришишидин интайин хурсән

америка қошма иштатлири җәнубий кореийә пирезиденти мон җаин билән шималий корейә рәһбири ким җоңунниң учришишиға иҗабий баһа беридиғанлиқлирини билдүрди.

959974
америка қошма иштатлири ким җоңун билән мон җаинниң учришишидин интайин хурсән

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси сараһ сандерс бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, шималий корейә рәһбири ким җоңун билән җәнубий кореийә пирезиденти мон җаинниң учришишини «тарихий өзгириш» дәп атиди һәмдә буниңдин толиму хурсән икәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «музакириләрниң пүткүл кореийә йерим арили үчүн тинчлиқ вә параванлиқ билән толуп ташқан бир келәчәк йолида илгирилишигә үмид билән қараймиз.»

у йәнә, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә рәһбири ким җоңун оттурисидики учришишниң алдимиздики һәптиләрдә ишқа ашурулидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

шималий корейә рәһбири ким җоңун билән җәнубий кореийә пирезиденти мон җаин икки дөләт чеграсиға җайлашқан «панмунҗом уруш тохтитиш йезиси» да бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر