помпейоға кеңәш палатасидин биринчи тәстиқ чиқти

америка пирезиденти доналд трампниң ташқи ишлар министири намзати майк помпейо вәзиписини башлаш үчүн тунҗи тәстиқини алди.

957542
помпейоға кеңәш палатасидин биринчи тәстиқ чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң директори помпейониң ташқи ишлар министирлиқиға вәзипигә тәйинлиниши, кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетида 9 ға қарши 11 аваз билән тәстиқланди.

кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетидики демократларниң тоққуз әзаси помпейоға рәт авази ташлиди, бир әзаси беләт ташлашқа қатнашмиди. помпейониң ташқи ишлар министири болуши үчүн кейинки беләт ташлаш кеңәш палатасида өткүзүлиду. әгәр кеңәш палатасидин тәстиқ чиққан әһвалда, майк помпейо җүмә (27-апрел) күни өткүзүлидиған нато йиғиниға, ташқи ишлар министири салаһийитидә қатнишиду. 100 әзаси болған кеңәш палатасида, җумһурийәтчиләрниң 51 әзаси бар.

җумһурийәтчиләрниң кеңәш палатасидики гуруппа башлиқи мич макконнел помпейониң ташқи министири болушини «чоқум» дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

пирезидент трамп 13-март вәзиписини ахирлаштурған сабиқ ташқи ишлар министири рекс тиллерсонниң орниға, майк помпейони намзатлиққа көрсәткән иди.

иранниң йадро пирограммисиға қарши қаттиқ сийасәт йүргүзүш керәкликини илгири сүргән майк помпейо, трампниң шималий корейә рәһбири ким җоңун билән көрүшүш пилани үчүн қилиниватқан тәййарлиқларға қарап чиқиш мәқситидә пийоңйаңға барған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر