маттис: сүрийәгә қаритилған һава һуҗуми бир қетимлиқ һуҗум

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири җәймс маттис сүрийәгә қаритилған һава һуҗуминиң бир қетимлиқ һуҗум икәнликини ейтти.

951096
маттис: сүрийәгә қаритилған һава һуҗуми бир қетимлиқ һуҗум

түркийә авази радийоси хәвири: маттис америка қошма иштатлириниң әнглийә вә фирансийә билән бирликтә сүрийәгә һава һуҗуми қозғиши тоғрулуқ елан қилған байанатида,  мундақ деди: «бу йил бултурқиға қариғанда икки һәссә артуқ қорал ишләттуқ, нишанлар наһайити әтраплиқ һалда талланди, бу қетимқи һава һуҗуминиң интайин еғир һуҗум икәнликини ейталаймән.»

америка қошма иштатлири баш иштаб башлиқи җозеф дунфорд болса, һава һуҗуми тоғрулуқ русийәгә алдин мәлумат берилмигәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر