испанийә «әрмәни дәвалири» ни рәт қилди

испанийә авам палатаси ташқи ишлар комитети 1915 – йилқи вәқәләрниң аталмиш «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» дәп етирап қилиниши мәзмун қилинған қанун тәклипини рәт қилди.

950747
испанийә «әрмәни дәвалири» ни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, каталонийәниң җумһурийәтчи сол қанити тәрипидин 2016 – йили сунулған тәклип, түнүгүн испанийә авам палатаси ташқи ишлар комитети йиғинида күнтәртипкә кәлгән.

1915 – йилқи вәқәләрниң аталмиш «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» дәп аталған вә испанийә һөкүмитидин әнқәрәниң аталмиш «ирқий қирғинчилиқ» ни етирап қилиши үчүн һәрикәткә өтүши тәләп қилинған қанун тәклипи, түркийәниң дипломатик тиришчанлиқлири нәтиҗисидә рәт қилинған.

қанун тәклипи 9 ға қарши 17 аваз билән рәт қилинған, 9 әза аваз бериш һоқуқидин ваз кәчкән. бу, йеқинқи 3 йилдин буйанқи мәғлубийәт билән ахирлашқан үчинчи тәшәббус болуп қалған.

испанийә авам палатаси билән испанийә йуқири палатаси бурунму буниңға охшап кетидиған қанун тәклиплирини рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر