иран сәуди әрәбистанниң йәмән киризисиниң һәл болушини халимайдиғанлиқини билдүрди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд зариф сәуди әрәбистанниң йәмән киризисиниң һәл болуши үчүн күч чиқармиғанлиқини ейтти.

947369
иран сәуди әрәбистанниң йәмән киризисиниң һәл болушини халимайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф, йәмән киризисни һәл қилиш үчүн баштила сәәди әрәбистан билән музакирә өткүзүшни тәклип қилғанлиқини, бирақ рийад һөкүмитиниң буни рәт қилғанлиқини ейтти.

зариф BBC әрәбчә қанилиниң зийаритини қобул қилип йәмән киризиси үстидә тохталди.

зариф: 2013-йили сентәбирдә йәмән киризиси башлиған чағдила бу киризисқа хатимә бериш мәқситидә сәуди әрәбистанниң әйни чағдики ташқи ишлар министири сууд әл файсалға хәт йаздим, у хетидә әрәб дунйасидики мәсилиләрниң иран билән һечқандақ алақиси йоқлиқини билдүрүп сәлбий җаваб қайтурупту, деди.  

«сәуди әрәбистан йәмәндә ғәлибә қазинидиғанлиқиға ишинип қалди, шуңа иранниң тәклипигә қарши чиқти»дегән муһәммәд җәвад зариф, сәуди әрәбистан әскәрлири йәмәнни ишғал қиливалғандин кейинму, иранниң сәуди әрәбистан һөкүмити билән оқ чиқиришни тохтитиш вә йәмәндики  тәрәпләр билән бивастә көрүшүшни тәклип қилғанлиқини, бирақ сәуди әрәбистанниң сәлбий җаваб қайтурғанлиқини ейтти.

министир муһәммәд җәвад зариф мундақ деди: «йәмәндә ички уруш партилғанлиқиға төт йил болди, бу җәрйанда нурғун адәм җенидин айрилди, шундақтиму йәмән киризисини сийасий җәһәттин һәл қилиш еһтимали бар, сәуди әрәбистан киризисни тинч йол билән һәл қилишни халиса иран һәргиз қарап турмайду.»

йәмәндики тәрәпләр бир йәргә келип дийалог өткүзсә йәмән киризисниң һәл болидиғанлиқини тәкитлигән муһәммәд җәвад зариф : йәмәндики киризисни сийасий йол арқилиқ һәл қилиш лазим, иран һөкүмити йәмән киризисиниң һәл қилиниши үчүн һәр заман тәййардур, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر