трамп ирақ баш министири әлибади билән телефонда көрүшти

америка пирезиденти доналд трамп билән ирақ баш министири һәйдәр әлибади телефонда көрүшүп, террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш билән бәшшар әсәд һакимийитиниң шәрқий ғутәдики химийәлик һуҗумини музакирә қилди.

947177
трамп ирақ баш министири әлибади билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай трамп билән әлибадиниң телефонда көрүшкәнликини елан қилди.

ақсарайниң бу һәқтики байанатида: «пирезидент трамп билән ирақ баш министири әлибади сүрийәниң нөвәттики вәзийити вә дәмәшиқ әтрапида йүз бәргән еһтималлиқи йуқири болған химийәлик һуҗумни музакирә қилди» дейилди.

байанатта, ирақ баш министири әлибадиниң пирезидент трампқа террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәштә американиң қәтийлик билән қилған йардими сәвәбидин тәшәккүр ейтқанлиқи әскәртилди. байанатта мундақ дейилди:

«икки рәһбәр террорлуқ тәшкилати даешниң қалдуқлирини тазилаш мусаписини тезләштүрүш вә райондики башқа тәһдитләргә қарши бирликтә хизмәт қилиш еһтийаҗи тоғрисида сөһбәтләшти.»

байанатта, пирезидент трамп билән баш министир әлибадиниң йеқинлишиватқан сайламлардин бурун, ирақниң бир пүтүнлүкиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигәнлики қәйт қилинди.

бәшшар әсәд һакимийити 7-апрел (шәнбә) кәч тәрәпләрдә қоршав астида туруватқан шәрқий ғутәдики өктичиләр контрол қиливатқан ахирқи нуқта һесаблинидиған дума наһийәсигә химийәлик қоралләр билән һуҗум қилған иди. һуҗум нәтиҗисидә, әң аз дегәндә 78 адәм җенидин айрилған вә йүзләрчә адәм йариланған иди.

пирезидент трамп твиттерда байанат елан қилип: «пирезидент путин, русийә вә иран бәшшар әсәд һайванни қоллиғанлиқи үчүн җавабкардур, чоң бәдәл төлиниду» дегән иди.

американиң б д т дики даимий вәкили тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, б д т хәвпсизлик кеңиши, фирансийә, әнглийә, америка вә кеңәшниң вақитлиқ әзалири болған бир қанчә дөләтләрниң тәлипи билән, бүгүн (9-апрел) шәрқий ғутәдә йүз бәргән химийәлик һуҗумни музакирә қилиш үчүн топлиниш қарари чиқарған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر