«доналд трамп чоқум пушайман қилиду»

иран пирезиденти һәсән руһани доналд трамп америкини йадро келишимидин чекиндүрүп чиққан тәқдирдә пушайман қилидиғанлиқини билдүрди.

947366
«доналд трамп чоқум пушайман қилиду»

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани америка пирезиденти доналд трамп 3 йил илгири теһран һөкүмити билән ғәрб дөләтлири арисида һасил қилинған йадро келишимидин америкини чекиндүрүп чиққан тәқдирдә «пушайман болидиғанлиқини»ейтти.

руһани иран дөләт телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда мунуларни байан қилди: «америкиниң иш-һәрикити билән сөзи бир-биригә мас кәлмәйдиған пирезиденти доналд трамп 15 айдин буйан ортақ һәрикәт пиланини бузушқа урунуп кәлмәктә, бирақ ортақ һәрикәт пиланиниң ули мустәһкәм болғачқа һазирғичә мәсилә келип чиқмиди.»

пайтәхт теһранда өткүзүлгән «мәмликәтлик технологийә күни» паалиийитидә сөз қилған һәсән руһани сөзлирини мундақ давамлаштурди: «иран йадро келишимигә хилап ишларни қилмайду, навада америка бу келишимидин чекинип чиқса чоқум пушайман болиду. биз америка тәхмин қилғандиму күчлүк инкас қайтуримиз, биз бир һәптә ичидила тегишлик җавабни қайтуруп болимиз.»

сөзидә иранниң йадро саһәсидики утуқлири арисида нефит санаитидә ишлитилидиған батарийәләрму барлиқини ейтқан һәсән руһани, иранниң һәр қандақ синарийәгә тәййар икәнликиниму алаһидә әскәртти.

һәсән руһани бу синарийәләр ичидә йавропа дөләтлири, русийә вә хитай қатарлиқ дөләтләрму имзалиған йадро келишими йаки йадро келишимини бикар қилиш икәнликини тәкитләп өтти.

руһани сөзидә иранниң йадро паалийәтлириниң «тамамән мудапиә мәқсәтлик»икәнликини ейтти.

иран пирезиденти һәсән руһани сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «бундақ қалаймиқан бир районда дөлитимизниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн лазимлиқ қораллар ишләпчиқиримиз, лекин бу қоралларни қошнилиримизға қәтий ишләтмәймиз.»

һәсән руһани йәнә өзини ғәрб дөләтлири билән келишим һасил қилғанлиқи үчүн тәнқидләп келиватқан иранлиқ өктичиләргә хитаб қилип: қаттиқ күчкә қандақ еһтийаҗимиз болса охшашла йумшақ күчкиму еһтийаҗимиз бар. бәзиләр медалниң пәқәт бирла тәрипигә қарап гәп қилиду, деди.

иран билән америка, русийә, хитай, әнглийә, фирансийә вә германийә қатарлиқ дөләтләр арисида 2015-йили һасил қилинған келишимниң роһий бойичә  иран йадро паалийәтлирини мәлум дәриҗидә азайтти, буниң бәдилигә бу алтә дөләт иранға қаритилған ембарголарни йинкләтти.

доналд трамп барак обама дәвридә иран билән һасил қилинған йадро келишиминиң муддитини ахирқи қетим узартишни қарар қилғаниди.

йавропа дөләтлиридин иран билән һасил қилинған келишимдики «әҗәллик хаталиқларни түзитиш»ни тәләп қилған доналд трамп, навада алақидар дөләтләр бу келишимдики хаталиқни түзәтмигән тәқдирдә америкини келишимдин чекиндүрүп чиқидиғанлиқини ейтип тәһдит салғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر