дунйа җамаәтчилики шәрқий ғутәдики қирғинчилиққа арқа - арқидин наразилиқ билдүрди

йавропа иттипақи, бәшшар әсәд һакимийитиниң думаға қилған химийәлик қорал һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

947624
дунйа җамаәтчилики шәрқий ғутәдики қирғинчилиққа арқа - арқидин наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәтләр башқармиси байанат елан қилип, бәшшар әсәд һакимийитиниң муһасириси астидики шәрқий ғутәниң дума наһийәсигә қилинған, тәркибидә зәһәрлик газ болған химийәлик қорал һуҗумиға алақидар пакитларниң, җавабкарниң йәнә бәшшар әсәд һакимийити икәнликигә ишарәт қиливатқанлиқини әскәртти.

йавропа иттипақиниң һуҗумни қаттиқ әйиблигәнлики қәйт қилинған байанатта, хәлқара җәмийәт һуҗумға җаваб қайтуруш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирилди؛ байанатта, һуҗумниң җавабкарлириниң һесаб беришиниң шәрт  икәнлики әскәртилгән һалда, һакимийәтни қоллап келиватқан иран билән русийәдин келәчәктә қилинғуси һуҗумларниң алдини елиш йолида нопузлирини ишқа селиши тәләп қилинди.

йавропа иттипақиниң химийәлик қоралларниң ишлитилишигә қарши күришини давамлаштуридиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, пуқраларни қоғдашниң әң алдинқи қатардики ишларниң бири икәнлики билдүрүлди.

канада билән шиветсийәму, әсәд һакимийитиниң шәрқий ғутәниң өктичиләрниң контроллуқидики ахирқи нуқта һесаблинидиған – дума наһийәсидики аһалиләр районида садир қилип, 78 пуқраниң җениға болған химийәлик қорал һуҗумини әйиблиди.

канада ташқи ишлар министири фриланд йазма байанат елан қилип, шәрқий ғутәдә пуқраларға химийәлик қорал ишлитилгәнликидин вақип болуп әндикип кәткәнликлирини әскәрткән һалда, «қәлбимиз һуҗумда һайатидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлири билән биргидур. әсәд һакимийитиниң қайта - қайта химийәлик қорал ишлитиши, мустәқил хәлқаралиқ тәкшүргүчиләр вә органлар тәрипидин җәзмләштүрүлди. бу, йәрлик хәлқни мәҗбурий тәслим болушқа қисташ үчүн иҗра қилинған пиланлиқ бир истратегийәниң бир парчисидур. канада, әсәд һакимийитини вә қоллиғучиси русийә билән иранни пуқраларни аңлиқ һалда һуҗум обйекти қилған һуҗумлири түпәйли әйиблимәктә. химийәлик қорал һуҗумлири уруш җинайити һесаблиниду. канада, хәлқарадики шериклири билән биргә бу вәһшийаниликниң җаваблириниң һесаб бериши үчүн, тиришчанлиқини вә барлиқ имканийәтлирини давамлаштуриду ( ишқа салиду). җавабкарлар қанунниң бир тәрәп қилинишиға тапшурулуши, бигунаһ пуқраларни қәтл қилиш ахирлишиш лазим» дегәнләрни қәйт қилди.

шиветсийә ташқи ишлар министири тивиттер адреси арқилиқ думадики һуҗумни әйибләп учур тарқитип, «думадики доклатлардин орун алған химийәлик қорал һуҗумлириниң сәвәбини көрүп әндикип кәттим. җазасизлиқ бир таллаш әмәс. дәрһал тәкшүрүш елип бериш лазим. шиветсийә, б д т  хәвпсизлик кеңиши қатарлиқ барлиқ хәлқаралиқ  органларни һәрикәткә өтүшкә чақирди» деди.

бәшшар әсәд һакимийити шәнбә күни шәрқий ғутәниң өктичиләрниң контроллуқидики ахирқи нуқтиси - дума наһийәсиниң аһалиләр райониға химийәлик қорал ишлитип һуҗум қилип, 78 пуқраниң җениға замин болғаниди.

сүрийә кишилик һоқуқ ториниң 4 – апрелда елан қилинған доклатида, әсәд һакимийитиниң сүрийәдә ички уруш башланғандин буйан 214 қетим химийәлик қорал һуҗуми садир қилғанлиқиға даир учурларға орун берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر