б д т думаға қилинған химийәлик қорал һуҗуми тоғрисида җиддий йиғин чақиришни қарар қилди

б д т хәвпсизлик кеңиши, бәшшар әсәд һакимийитиниң өз муһасириси астидики шәрқий ғутәниң дума наһийәсигә химийәлик қорал ишлитип һуҗум қилиш мәсилисини музакирә қилиш үчүн җиддий йиғин чақиридиғанлиқи уқтурулди.

947099
б д т думаға қилинған химийәлик қорал һуҗуми тоғрисида җиддий йиғин чақиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң б д т  да турушлуқ даимий вакаләтханиси йазма байанат елан қилип, б д т  хәвпсизлик кеңиши, фирансийә, әнглийә, америка қошма иштатлири вә кеңәшниң мувәққәт әзалиридин пил чиши қирғиқи, голландийә, перу, полша, кувәйт вә шиветсийәниң тәлипигә асасән 9 – апрел дүшәнбә күни (бүгүн) йиғин чақиришни қарар қилғанлиқини билдүрди.

америкиниң б д т  да турушлуқ даимий вәкили никки һелей, химийәлик қоралларниң пуқраларни өлтүрүш үчүн ишлитилишиниң көпләп садир болуватқанлиқини әскәртип, «б д т  хәвпсизлик кеңиши йиғин чақирип, дәсләпки мудахилә мәсилиси вә мустәқил тәкшүрүш елип беришни тәләп қилиш, шундақла бу рәһимсизликни садир қилғучиларни җавабкарлиққа тартиши керәк» деди.

фирансийә ташқи ишлар министири ле дрианму химийәлик қорал һуҗумидин кейинки шәрқий ғутә вәзийити тоғрисида сөзлишиш үчүн, б д т  хәвпсизлик кеңишиниң җиддий йиғин чақиришини тәләп қилғаниди.

бәшшар әсәд һакимийити шәнбә күни шәрқий ғутәниң өктичиләрниң контроллуқидики ахирқи нуқтиси - дума наһийәсиниң аһалиләр райониға химийәлик қорал ишлитип һуҗум қилип, 78 пуқраниң җениға замин болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر