хитай пашиға қарши һәрбий радар техникиси ишлитидиған болди

хитай мутәхәссислири пашиға қарши күрәш үчүн һәрбий радар техникиси ишләпчиқарғанлиқини илгири сүрди.

941225
хитай пашиға қарши һәрбий радар техникиси ишлитидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий хитай әтигәнлик почта гезитиниң хәвиридә, хитай мутәхәссислириниң тәхминән 2 километир мусапидики пашиларниң һәрикити вә йөнилишини һәмдә қанат қеқишлирини байқийалайдиған бир һәрбий радар техкиси ишләпчиқириватқанлиқи қәйт қилинди.

һашарәтләрниң һәрикитини тәкшүридиған бейҗиң техника институтидики мутәхәсссиләрниң дунйа сәһийә тәшкилати тәрипидин «дунйада әң көп кишиниң өлүп кетишигә сәвәб болған җанлиқ» дәпму аталған вә һәр йили тәхминән 1 милйон кишиниң өлүмигә сәвәб болуватқан пашиға қарши сәзгүрлүки пәвқуладдә күчлүк һәрбий радар техникиси ишләпчиқарғанлиқлирини билдүрди.

бу радар системисиниң нурғун санда частотиларда һәрикәт қилалайдиғанлиқи вә електиронлуқ магент долқун чиқирип, пашиларни соқушни ишқа ашуралайдиғанлиқи, андин пашиларға тегип қайтип кәлгән долқунлар сүрити пәвқуладдә тез компийутерлар арқилиқ һесаблинип, җанлиқниң түри, җинси, учуш сүрити, қан шорайдиған йаки шоримайдиғанлиқини дәл вақтида ениқлап чиқалайдиғанлиқи илгири сүрүлди.

бу система арқилиқ пашиниң һәрикити, турмуш саһәси вә көчүш йоллириниму асан көзәткили болидиғанлиқи, зика вә башқа вирусларни тарқитип, йүз миңлиған инсанниң өлүмигә сәвәб болидиған пашиларға қарши үнүмлүк күрәш қилғили болидиғанлиқи байан қилинмақта.

йәнә бир тәрәптин, мутәхәссисләр гәрчә тәҗрибиханида синақтин өткән болсиму, бу радар техникисини тәбиий муһитта ишләткәндә, пашидин башқа әтрапқа тарқиливатқан сан -санақсиз аваз, вараң чуруңлардәк амиллар түпәйлидин ғәлибилик хизмәт нисбитиниң төвәнләп кетидиғанлиқиниму алаһидә тәкитлимәктә.

дунйа миқйасида 2500 гә йеқин паша түри барлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر