ле кечйаң: сода урушиға тәййармиз

хитай баш министири ли кечйаң, америка қошма иштатлири билән дийалог орнитишқа тиришқанлиқлирини, бирақ сода урушиғиму тәййар икәнликлирини ейтти.

939253
ле кечйаң: сода урушиға тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: хитай баш министири ли кечйаң, дөлитидә зийарәттә болуватқан америка палатаси һәйитини күтүвалғанда сөз қилип, «америка қошма иштатлири билән дийалог орнитишқа тиришиватимиз, бирақ сода урушиғиму тәййармиз» деди.

ли кечйаң хитай дөләт телевизийәси тәрипидин тарқитилған мәзкур учришишта, америкилиқ палата әзалириға, трамп рәһбәрлик аппаратиниң сода мәсилиси тоғрисида ақиланә вә мәнтиқилиқ позитсийәдә болушини, хитай билән ортақ чарә тепиш үчүн тиришчанлиқ көрситишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти.

ли кечйаң хитай тәрәққийат алий мунбиридә сөз қилғандиму, дөлити билән америка қошма иштатлири арисидики сода мунасивәтлири үстидә тохтилип, базар күчи вә сода бәлгилимилири сайисида бүгүнки сода һәҗимини қолға кәлтүргәнликлирини, буниң негизидә өзара мәнпәәт йәткүзүш вә ортақ пайда елишниң йатидиғанлиқини ейтти.

у, «сода урушида һечкимниң ғәлибә қазиналмайдиғанлиқи» ни тәкитләп, содидики мувазинәтсзликни муһакимә қилғанда, нормал шундақла реал позитсийәдә болушқа чақирди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп хитайға тәсир көрситидиған шәкилдә импорт қилинидиған полат вә алминйумниң таможна беҗини өстүргәндин кейин, хитайниң 1300 гә йеқин мәһсулатиға 60 милйард доллар әтрапида таможна беҗи қойулған, әмма бейҗиңниң америка қошма иштатлиридики селинмилириға чәклимә қоймиғаниди.

бейҗиңму америкиниң бу сийаситигә қарши  америкидин импорт қилинидиған мәһсулатлардин 3 милйард доллар әтрапида қошумчә таможна беҗи алидиғанлиқи елан қилғаниди.

америка қошма иштатлириниң әң көп сода қизил рәқими бар дөләтләр арисида 2017 – йиллиқ санлиқ мәлуматларға қариғанда, 375 милйард доллар сода рәқими билән хитай алдинқи қатардин орун алиду.

өзара ташланған бу қәдәмләрдин кейин, америкилиқ вә хитайлиқ әмәлдарларниң соғуқчилиқни пәсәйтиш йолида пәрдә арқисида учришиш өткүзүватқанлиқи таратқулардин орун алди.

вол ситрийт җурнал гезити, америка қошма иштатлириниң бейҗиңға хитай базириға еришишини күчәйтиш тәләплирини мәзмун қилған бир тизимликни тапшурғанлиқини, икки дөләт әмәлдарлириниң җимҗит һалда һалда содилишишни башлиғанлиқини йазди.

илгири сүрүлишичә, мәзкур сөһбәтләр хитайниң иқтисадқа мәсул баш министир йардәмчиси лийу хе билән америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министири стев мунчеин вә америка қошма иштатлири сода вәкили роберт лайтһизер тәрипидин елип берилмақта икән.

дәрвәқә, ли дин илгири мунчин хитай билән сөһбәт өткүзүватқанлиқлирини билдүрүп, «сода урушидин қорқмаймиз, әмма, мәқситимиз бу әмәс» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر