трамп дәвридә америкидин қечиш долқуни күчәйди

америка пирезиденти доналд трампниң 2017 – йили 20 – йанвардики вәзипә өткүзүвелишидин кейин, америкидин қечиш долқуни күчийип кәтти.

933762
трамп дәвридә америкидин қечиш долқуни күчәйди

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп тәрипидин сайаһәт чәклимиси йолға қойулған дөләтләрниң пуқралири башта болуп, миңларчә мусапир канадаға панаһлиқ илтимаси сунди؛ 2017 – йили йанвар ейидин буйан америкидин 25 миң киши канадаға панаһлиқ илтимаси сунди.

панаһлиқ илтимасидики партлаш характерлик көпийиштә пирезидент доналд трампниң бәзи дөләтләргә сайаһәт чәклимиси қойуши вә мусулманларға қарши қаттиқ қол сийасити күчлүк рол ойниди.

канада болса, һаваниң иссишиға әгишип панаһлиқ илтимаси сунғучилар саниниң техиму көпийип кетиш еһтималини нәзәрдә тутуп, чарә – тәдбирләрни йолға қойушқа башлиди. канада көчмәнләр вә мусапирлар ишлири министирлиқи, йеқинқи айларда панаһлиқ илтимаси сунғучилар саниниң уда көпийиватқанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر