америка қошма иштатлирида партлаш йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң тексас иштатиниң австин шәһиридә партлаш йүз бәрди.

932670
америка қошма иштатлирида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, австин шәһириниң травис кантри мәһәллисидики бир өйдә йүз бәргән партлашта йариланған 20 йашлар чамисидики икки йаш дохтурханиға орунлаштурулған, дохтурлар бу икки йашниң йарисиниң еғир әмәсликини билдүргән. сақчилар бу қетимқи партлашниң шәһәрдә йүз бәргән илгирики 3 қетимлиқ бомба һуҗуми билән четишлиқиниң бар болуш еһтималлиқини тәкшүрүшкә башлиған.

район хәлқидин гуманлиқ посулкиларни ачмаслиқ тоғрулуқ агаһландуруш чиқарған австин җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи бриам манлей, тутмиған йаки ачмиған тәқдирдә бомбилиқ посулкиларниң партлимайдиғанлиқини ейтқан һәмдә партлаш йүз бәргән мәһәллә аһалисидин өйдин сиртқа чиқмаслиқини тәләп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر