сири ланкада җиддий һаләт бикар қилинди

сири ланка пирезиденти 6-мартта елан қилған җиддий һаләт бәлгилимисини бикар қилди.

932573
сири ланкада җиддий һаләт бикар қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: сири ланкада мусулманларниң һуҗумға учришиға қарита 6-мартта елан қилинған җиддий һаләт бикар қилинди.

кандей районида мусулманларниң өйлири вә иш орунлириға от қойуп бериш вәқәси көпийип кәткәндин кейин  районда җиддий һаләт елан  қилған  сири ланка пирезиденти майтрепала сирисена, кандей районидики вәқәләрниң башқа районларға тарилип кетишидин әндишә қилип җиддий һаләтни түнүгүн бикар қилди.

майтрепала сирисена иҗтимаий таратқудики адресида учур йезип җәмийәт аманлиқиниң нөвәттики әһвалини көздә тутуп җиддий һаләтни бикар қилишни қарар қилғанлиқини билдүрди.

бир  радикал буддистлар тәшкилатиниң каттибеши болуп 300 дәк адәм зоравнлиқ вәқәлири садир қилиш билән әйиблинип назарәт астиға елинди.

мусулманларниң һуҗумға учришиға қарита иҗтимаий таратқулардин фейисбук (facebook)қа қойулған чәклимиму 15-мартта бикар қилинди.

сири ланканиң омумий нопусиниң %75ни көп қисмини буддист синхалар тәшкил қилса, %9ни  мусулманлар тәшкил қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر