роналдо сүрийәлик балиларни қоллап учур тарқатти

реал мадрид вә португалийә миллий командисиниң даңлиқ путболчиси киристийано роналдо, иҗтимаий таратқу адресида сүрийәлик балиларни қоллап учур тарқатти.

929426
роналдо сүрийәлик балиларни қоллап учур тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: «балиларни қутқузувелиңлар» намлиқ иҗтимаий күчләр башқурушидики органниң қоллиғучиси роналдо, сүрийәлик балиларға қилиниватқан зораванлиқларни күнтәртипкә әкелиш мәқситидә иҗтимаий таратқудики адреси арқилиқ «күчлүк бол, етиқадлиқ бол, қәтий ваз кәчмә» дәп учур тарқатти.

португалийәлик путбол чолпини роналдо, феврал ейида сүрийәниң шәрқий ғутә районида пуқраларға қилинған һуҗумларниң көрүнүшлирини тарқатқаниди.

буниңдин бурунму «балиларни қутқузувелиңлар» намлиқ тәшкилатниң орунлаштуруши билән сүрийәлик балиларға йардәм қилған роналдо, сүрийәдики аилиләргә йемәк – ичмәк, кийим – кечәк вә теббий йардәм әшйалирини ианә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر