һесер наверт  «аммиви дипломатийә» ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиликкә тәйинләнди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һесер наверт министирлиқниң «аммиви дипломатийә» ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиликигә тәйинләнди.

929571
һесер наверт  «аммиви дипломатийә» ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиликкә тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: ақ сарай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, пирезидент доналд трамп түнүгүн вәзиписидин елип ташлиған ташқи ишлар министирлиқи мәслиһәтчиси стив голдстайнниң орниға байанатчи һесер навертни вәкилликкә тәйинлигән.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири рекс тиллерсон вәзиписидин елип ташланғандин кейин, африқа зийаритидә  униңға һәмраһ болған мәслиһәтчи голдстайнму вәзиписидин қалдурулған иди.

голдстайн рекс тиллерсон вәзиписидин елип ташланғандин кейинла йазма байанат елап қилип: «министир тиллерсон пирезидент трамп билән бүгүн әтигән техичә көрүшкини йоқ. шуңа вәзиписидин қалдурулушиниң сәвәбини билмәйду» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر