саддам аилиси вә сабиқ түзүм әмәлдарлириға алақидар қарарға қайта қарап чиқилиши тәләп қилинди

ирақ парламенти башлиқи сәлим әлҗәбури, һөкүмәт қармиқидики адаләт вә тәкшүрүш комитетини саддам һусәйин аилиси вә сабиқ түзүм әмәлдарлириға алақидар қарарини көздин кәчүрүшкә чақирди.

928534
саддам аилиси вә сабиқ түзүм әмәлдарлириға алақидар қарарға қайта қарап чиқилиши тәләп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ парламенти башлиқи сәлим әлҗәбури, һөкүмәт қармиқидики адаләт вә тәкшүрүш комитетини ағдуруветилгән рәһбәр саддам һусәйинниң аилиси вә сабиқ түзүм әмәлдарлириниң мал – мүлүклирини мусадир қилиш тоғрисидики қарарини көздин кәчүрүшкә чақирди.

ирақ парламенти башлиқи сәлим әлҗәбури адаләт вә тәкшүрүш комитети әзалири билән учрашқандин кейин йазма байанат елан қилип, учришишта, йеқинда исимлири «мал – мүлүклири мусадирә қилинидиғанлар» тизимликигә киргүзүлгән кишиләрниң әһвалиниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

байанатта, өзиниң, башқуруш, қанун чиқириш органлири вә хәлқниң тәклиплири вә етиразлириниң нәзәргә елиниши, буниңға асасән исим тизимликиниң қайтидин көздин кәчүрүлүшини тәләп қилғанлиқини қәйт қилди.

ирақ һөкүмити қармиқидики адаләт вә тәкшүрүш комитети, өткән һәптә саддам аилиси билән сабиқ түзүм әмәлдарлириниң мал – мүлүклириниң мусадирә қилинишини тәләп қилип, 4257 кишиниң исми орун алған бир тизимликни елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر