маттис әсәдниң йеңидин химийәлик қорал ишлитишиниң әхмиқанилиқ болидиғанлиқини ейтти

америка қошма иштатлири мудапиә министири җеймс маттис, бәшшар әсәд һакимийити сүрийәдә қайтидин химийәлик қорал ишләткән тәқдирдә, бу «уларға нисбәтән толиму әхмиқанә бир қарар» болуп қалиду, деди.

927928
маттис әсәдниң йеңидин химийәлик қорал ишлитишиниң әхмиқанилиқ болидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җеймс маттис оманға қарап йолға чиқиштин илгири мухбирларниң соаллириға җаваб берип, «сүрийә һакимийитиниң йеңидин химийәлик қорал ишлитиши уларға нисбәтән толиму әхмиқанә бир қарар болуп қалиду» дегәнләрни қәйт қилди  вә бу әһвалниң һәрбий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириш еһтималиниң барлиқиға ишарәт қилип өтти.

америка қошма иштатлириниң өткән йили мушу сәвәбтин бәшшар әсәд һакимийитиниң һумустики бир һава армийә базисини бомбардиман қилғанлиқини хатирилитип өткән маттис, «мениңчә, пирезидент доналд трамп бу җәһәттики позитсийәсини наһайити рошән оттуриға қойди» деди.

америка мудапиә министири җеймс маттис, сүрийәниң химийәлик қорал запаслири мәслисидә русийәни әйибләп, »русийә әсәдниң бу қоралларни йоқитидиғанлиқиға кепил болғаниди. русийә, бу җәһәттә йа ролини җари қилдуралмиди йаки әсәд билән ортақ һәрикәт қилмақта» деди.

америка, өткән йили сүрийә һөкүмити идлибтә химийәлик қорал ишләткәндин кейин, сүрийәниң шәйрат һава армийә базисини бомбардиман қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر