б д т балилар параванлиқ фонди сүрийә вәзийити тоғрисида доклат елан қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) балилар параванлиқ фондиниң сүрийә вәзийитигә даир әң йеңи доклати бүгүн елан қилинди.

927933
б д т балилар параванлиқ фонди сүрийә вәзийити тоғрисида доклат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 7 йилдин буйан давамлишиватқан сүрийәдики қанлиқ урушниң бир йерим милйондин артуқ адәмниң роһий вә җисманий мәсилиләрни баштин кәчүрүшини кәлтүрүп чиқарғанлиқи, буниңдин сирт, хәлқниң йеримидин көпрәкиниң йа чәт әлләрдә мусапир йаки сүрийә ичидә сүргүн һаләттә йашаватқанлиқи билдүрүлди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) балилар параванлиқ фондиниң бүгүн (дүшәнбә) елан қилған доклатида, сүрийәдә 86 миң адәмниң уруш сәвәбидин әзалиридин айрилип қалғанлиқи қәйт қилинди.

 б д т балилар параванлиқ фонди, теббий йардәм вә писхологийәлик давалаш хизмити йетәрлик болмиғанлиқи үчүн, сүрийәдики уруш қурбанлириниң җараһәтлиригә наһайити аста мәлһәм тепиливатқанлиқи йаки әһвалиниң техиму начарлишип бериватқанлиқини ейтип агаһландурди.

доклатта, нурғун балиларниң аилә – тавабиатлиридин айрилип қалғанлиқиға даир учурларғиму орун берилди.

доклатта көрситилишичә, сурийә мәсилисиниң урушуватқан тәрәплири 2017 – йили 900 ға йеқин балини урушқа әвәткән болуп, мәзкур бала әскәрләрниң төттин бири 15 йаштин төвән балилардин ибарәт икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر