«пәләситн мәсилисиниң һәл қилиниши интайин муһим»

мавританийә пирезиденти муһәммәд вәләд абдуләзиз дөлитидә зийарәттә болған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәндә, пәләситн мәсилисини һәл қилишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

920846
«пәләситн мәсилисиниң һәл қилиниши интайин муһим»

түркийә авази радийоси хәвири: абдуләзиз җумһур рәис әрдоған билән елип барған учришишта, күндилик көплигән муһим мәсилиләр үстидә сөһбәт елип бериш пурситигә еришкәнликлирини қәйт қилди һәмдә бу мәсилиләрниң арисида пәләситн мәсилисиниңму барлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз пәләстин мәсилисиниң хәлқаралиқ қарарларға асасән үзүл - кесил вә һәққаний бир шәкилдә һәл қилинишиниң зөрүрлүкини йәнә бир қетим тәкитлидуқ. дәрвәқә, хәлқаралиқ қарарларму пәләстин хәлқигә қанунлуқ пәләстин дөлити қуруп чиқиш вә пайтәхти қуддус болған бир дөләткә еришиш  һоқуқи бериду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر