хитайда йашанғанлар нопуси йилсери көпәймәктә

әң йеңи истатистикилиқ мәлуматлар, 2017 – йилиниң ахири етибари билән хитайдики 60 йаш вә униңдин йуқири нопусниң 241 милйонға йәткәнликини көрситип бәрди.

919257
хитайда йашанғанлар нопуси йилсери көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хитай мәмликәтлик йашанғанлар хизмити комитетини мәнбә қилип бәргән хәвиридә, дунйаниң нопуси әң көп дөлити хитайда өткән йилиниң ахириға кәлгәндә йашанғанлар нопусиниң омумий нопусниң %17.3 игә йәткәнлики билдүрүлди.

хитай мәмликәтлик йашанғанлар хизмити комитетиниң муавин мудири ву йүшийав, хитайниң йашанған хәлқ категорийәсигә тунҗи қетим 1999 – йили киргәнликини хатиритилип өтти.

ву шийав хитайдики йашанған нопусниң 241 милйонға йәткәнликини билдүрүп, бу санниң 2050 – йилиға барғанда 487 милйонға йетип, омумий нопусниң %34.9 ини тәшкил қилидиғанлиқини күтүватқанлиқлирини  әскәртти.

1 милйард 370 милйонға йеқин нопуси билән дунйаниң әң нопуси көп дөлити болуп келиватқан хитайда, нопусниң сүрәт билән ешишиниң алдини елиш үчүн 1970 – йилларда бир пәрзәнтлик болуш сийасити қәдәмму қәдәм йолға қойулған, болупму шәһәр нопусиға пәқәт бирла пәрзәнт йүзи көрүш чәклимиси қойулғаниди.

бейҗиң даирилири, бир пәрзәнтлик болуш сийасити йүзисидин йашанған нопусниң дөләт иқтисадиға көрситидиған сәлбий тәсирини йоқитиш үчүн, 2016 – йили 1- йанварда шәһәрләр вә йеза – қишлақларда йашайдиғанларниң икки пәрзәнтлик болушиға йол қойғаниди.

һөкүмәтниң икки пәрзәнтлик болушиға йол қойушидин кейин, 2016 – йили хитай миқйасида 17 милйон 860 миң бовақ дунйаға келип, 2000 – йилидин буйанқи йиллиқ әң көп пәрзәнт дунйаға кәлгән йил болди. бирақ, сийасәттики өзгиришләргә қаримай, өткән йили дунйаға кәлгән бовақ сани 2016 – йилиға селиштурғанда %4 төвәнләп, 17 милйон 260 миңға чүшүп қалди.

хитайниң иқтисадий әһвали, мал баһасиниң қиммәтлики дегәндәк сәвәбләрниң бовақларниң дунйаға келиш нисбитидә төвәнләш пәйда қилғанлиқи, буниң йашанған нопусниң көпийиш сүритини ашурувәткәнлики қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر