әсәд шәрқий ғутәгә химийәви қораллар билән һуҗум қилди

әсәд қисимлири бу қетим шәрқий ғутәгә химийәви қораллар билән һуҗум қилди.

918017
әсәд шәрқий ғутәгә химийәви қораллар билән һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сүрийәдә дәрһал уруш тохтитишни қарар қилишиға қаримай, сүрийәниң шәрқий ғутә районида йәнә химийәви қораллар ишләтти.

сүрийә аммиви мудапиә мәркизи иҗтимаий таратқудики адресида бу һәқтә учур йезип, әсәд һакимийитиниң шәрқий ғутәдики шифонийә райониға тәркибидә хилор гази болған химийәви қораллар билән һуҗум қилғанлиқини уқтурди.

дума дохтурханиси мәсуллириму 16 амминиң зәһәрлик газниң тәсиригә учриғанлиқини билдүрүшти.

әсәд һакимийити йеқинқи 3 ай ичидә дума наһийәсигә 3 қетим хилор гази билән һуҗум қилди.

дохтурхана мәсуллириниң билдүрүшичә,  химийәви қораллар билән қилинған һуҗумдин сирт, бомбардиманлардиму 1 бала җенидин айрилған.

әсәд қисимлири түнүгүн шәрқий ғутәниң дума, һарәста, шифонийә вә кәпәр батна, һаммурийә, сақба, байеет сава вә мәрҗ районлириғиму һава вә қуруқлуқтин һуҗум қилип 4 кишиниң җениға замин болди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши өткән шәнбә күни сүрийәгә йардәм буйумлири йәткүзүп бериш, болупму әсәд қисимлириниң қоршави астида турувтқан шәрқий ғутәдики әһвали еғир кесәл вә  йаридарларни йөткәш үчүн әң аз бир ай уруш тохтитип турушни қарар қилғанлиқини уқтурди.

қарарда сүрийә миқийасида йардәм буйумлириниң мунасивәтлик шәхсләргә «бихәтәр, тосалғусиз вә сиҗил»тәриқидә йәткүзүп берилиши вә «әһвали еғир кесәл вә йаридарларниң бихәтәр районларға йөткилиши үчүн алақидар тәрәпләрдин  әң аз 30 күн тоқунушмаслиқ тәләп қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر