йәмән һөкүмәт қисимлири әл-қаидиниң ғоллуқ базилиридин бирини қайтурувалди

йәмән һөкүмәт қисимлири әл-қаидиниң һадрамәвттики ғоллуқ базилиридин бирини қайтуруп алди.

916764
йәмән һөкүмәт қисимлири әл-қаидиниң ғоллуқ базилиридин бирини қайтурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмәндә һөкүмәткә қарашлиқ қисимлар сәуди әрәбистан башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимларниң йардими билән йәмәнниң шәрқидики һадрамәвттә әл-қаидиниң әң ғоллуқ қәләлиридин һесаблинидиған әл-мисини вадисини қайтуруп алди.

әрәб бирләшмә хәлипилики қоллап келиватқан һадрамәвт қисимлири қомандани генерал мунир кәрамә әт-тәмими,  өткән һәптә әл-қаидигә қарши һәрбий һәрикәт қозғалғанлиқини ейтип, районни қайтурувелиш әснасида әл-қаидиниң 20 әзасиниң өлтүрүлүп бир қисимлириниң йариланғанлиқини билдүрди.

билдүрүлүшичә, йәмән һөкүмәт қисимлири пәйшәнбә күни мисиниға кирип һәрбий контрол еғизлири бәрпа қилғандин кейин вадидики кириш-чиқишни тосуп әл-қаидә қораллиқ унсурлирини муһасирә астиға алған.

әл-қаидә қораллиқ унсурлири һадрамәвтниң идари мәркизи болған муқәлла шәһирини 2016-йили апрелда татқузуп қойғандин кейин , дәван вә әд-далийә наһийәлиригә чекингәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر