америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң иқрари

америка башчилиқидики даешқа қарши күрәш иттипақдаш күчлири ирақ вә сүрийәдә һазирғичә елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрдә 841 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини иқрар қилди.

916813
америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң иқрари

түркийә авази радийоси хәвири: иттипақдаш күчлири тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ишәнчилик мәлуматларға қариғанда,  даешқа қарши күрәш башланған 2014 – йилниң ахирлиридин буйан елип бериливатқан һуҗумларда кәм дегәндә 841 пуқра һайатидин айрилған, 485 пуқра из - дерәксиз йоқап кәткән.»

иттипақдаш күчлири алдинқи айда һәрбий һәрикәтләр башланғандин буйан 830 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر