әнглийә әсәд вә йантайақлириға шәрқий ғутә тоғрисида чақириқ елан қилди

әнглийәниң оттура шәрққә мәсул дөләт ишлири вәзири алистаир бурт, пайтәхт дәмәшқниң әсәд һакимийитиниң муһасириси астидики шәрқий ғутә райониға алақидар киризис тоғрисида байанат елан қилди.

916058
әнглийә әсәд вә йантайақлириға шәрқий ғутә тоғрисида чақириқ елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә шәрқий ғутә вәзийити тоғрисида байанат елан қилип, бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилирини зораванлиқ қилмишлириға хатимә беришкә, пуқраларни асрашқа, районға тез вә тосалғусиз рәвиштә инсаний йардәмләрниң йәткүзүлүшигә йол қойушқа чақирди.

әнглийәниң оттура шәрққә мәсул дөләт ишлири вәзири алистаир бурт, пайтәхт дәмәшқниң әсәд һакимийитиниң муһасириси астидики шәрқий ғутә райониға алақидар киризис тоғрисида байанат елан қилди؛ у, һакимийәтниң шәрқий ғутәгә қаратқан шәпқәтсизләрчә муһасириси, бомбардиман қилишни күчәйтиши вә химийәлик қорал ишләткәнлики тоғрисидики хәвәрләрни хатирилитип өткәндин кейин, райондики хәлқниң мисли көрүлмигән шәкилдә еғир күнләрни баштин кәчүрүватқанлиқини әскәртип, «пәришанлиқ вә зораванлиқ бир парчисиға айланған муһасирә астидики район, 21 – әсирдә қобул қилинмайду» деди.

әнглийәлик вәзир, һакимийәт тәрәпдари күчләр тәрипидин қилиниватқан һәр хил һуҗумларниң муһасирә районида көрүлгән йиллардин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәткәнликигә ишарәт қилди вә бу әһвалниң нурғун пуқраниң өлүмини кәлтүрүп чиқарғанлиқини тәкитлиди.

районда йеқинқи үч айда 700 дин, йеқинқи 3 күндә болса, 200 дин артуқ пуқра һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر