ирандики гонабади тәриқити муритлири сақчилар билән тоқунушти

иранниң пайтәхти теһранда гонабади тәриқити лидери нимәтуллаһ рәйаһиниң муритлири сақчилар билән тоқунушти.

914215
ирандики гонабади тәриқити муритлири сақчилар билән тоқунушти

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң пайтәхти теһранда гонабади тәриқити лидери нимәтуллаһ рәйаһиниң назарәт астиға елинишиға наразилиқ билдүргән тәриқәт муритлири билән хәвпсизлик күчлири арисида йүз бәргән тоқунушта, 3 сақчиниң өлтүрүлгәнлики уқтурулди.

иран рәсмий хәвәр агентлиқи – ирнаниң хәвәр қилишичә, иран сақчи идариси байанатчиси сәид мунтәзирулмәһди, намайишчилардин бириниң аптубусни хәвпсизлик күчлириниң арисиға һәйдәп кирип, 3 сақчини өлтүргәнликини җәзмләштүргән вә 3 сақчини өлтүргән намайишчи билән биргә һуҗум билән четишлиқи бар «һакимийәткә қарши» 8 адәмниң назарәт астиға елинғанлиқини билдүргән.

вәқә йүз бәргән җайда вәзийәтниң контроллуқ астиға елинғанлиқини билдүргән мунтәзирулмәһди, хәвпсизлик күчлириниң йеңи вәқәләрниң йүз берип қелишиниң алдини елиш үчүн һәр хил тәдбирләрни йолға қойғанлиқини қәйт қилди.

теһранда гонабади тәриқитиниң лидири нимәтуллаһ рәйаһиниң сақчилар тәрипидин назарәт астиға елиниши униң муритлириниң наразилиқини қозғаниди, вақитниң өтүшигә әгишип наразилиқ сақчилар билән тоқунушқа айлинип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر