трамп мәктәп вәқәсидә өлгәнләрниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрди

америка пирезиденти доналд трамп филоридики мәктәпкә қилинған һуҗумда өлгәнләрниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрди.

911577
трамп мәктәп вәқәсидә өлгәнләрниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп филорида иштатидики бир мәктәпкә қилинған һуҗумда өлгән 17 адәмниң аилә-тавабиатлири билән йеқин-йоруқлириға тәзийә билдүрди.

доналд трамп ақ сарайда бу вәқә һәққидә тохтилип алақидар орун вә мәсулларниң бу мәсилигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқанлиқлирини вә америка хәлқиниң һәр қандақ қийинчилиқни йеңип чиқалайдиғанлиқини алаһидә әскәртип мундақ деди: һуҗумда өлүп кәткәнләргә тәзийә билдүримиз, америка мәктәплиридики бирму оқуғучи вә оқутқучи тәһдит астида болмаслиқи керәк, биз һәр вақит силәрниң йениңларда туримиз, мәктәплиримиз вә пәрзәнтлиримизниң бихәтәрликини қоғдашни биринчи орунға қойушни алақидар орунлар билән музакирә қилимән, бу қийинчилиқни бирликтә йеңимиз, деди.

трамп пат йеқинда һуҗум йүз бәргән парләнд районини зийарәт қилишни ойлишиватқанлиқиниму ейтти.

буниңдин ташқири һуҗумни садир қилған 19 йашлиқ николас кирузниң 17 адәмни қәстән өлтүрүш җинайити билән сотлинилидиғанлиқи билдүрүлди.

һуҗумни садир қилған кирузниң немә үчүн җинайәт садир қилғанлиқи тоғрисида һазирғичә ениқ мәлумат берилмиди, лекин униң ақ тәнлик ирқчи гуруһниң әзаси икәнлики тоғрисидики хәвәрләр иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалди.

иҗтимаий таратқулардики учурларда «кәспий зораван болуш»хийалини қилип йүргәнлики билдүрүлгән кирузниң илгириму икки қетим «һуҗум садир қилишни пиланлиғанлиқини»иҗтимаий таратқуларда тарқатқанлиқи қәйт қилинди.

кирузниң қораллиқ һуҗум садир қилиш үчүн мәхсус тәлим алғанлиқи тоғрисидиму ениқ учур тарқалмиди, лекин униң бурун « AR-15 »типлиқ йерим аптоматик қорал  ишләткәнлики ашкариланди.

бу қетимқи филорида вәқәси америкида 2012-йили 28 адәм өлгән сандей һок башланғуч мәктәп вәқәсидин кейинки әң қорқунч мәктәп вәқәси һесаблиниду.

2012-йилдики вәқә америкиниң һазирқи заман тарихидики «әң қорқунч 10чоң қораллиқ вәқә »тизимликигә киргүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر