гамбийә пирезиденти түркийәдә

гамбийә пирезиденти адама барров түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

910334
гамбийә пирезиденти түркийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи исмаил қаһраман әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан гамбийә пирезиденти адама барров вә һәмраһлиқидики һәйәт билән көрүшти.

һәйәтни түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә күтүвалғанлиқидин толиму хурсән икәнликини әскәрткән қаһраман: «гамбийә бизгә нисбәтән дост һәм қериндаш дөләттур» деди.

гамбийә пирезиденти барров болса тунҗи қетим түркийәдә зийарәттә болғанлиқидин интайин хурсән икәнликини ейтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәгә зийарәткә кәлгәнликини әскәрткән барров, бу тәклипниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини, өзиниң буниңдин бир йил илгири вәзипигә олтурғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу зийарәт биз үчүн тепилғусиз пурсәттур. наһайити мушәққәтлик бир йилни баштин кәчүрдуқ. пирезидентлиққа сайланғандин кейин түркийә мени тәбриклигән тунҗи дөләтләрдин бири болди. буниңдин толиму хурсәнмиз. дәрвәқә, түркийә билән көплигән ортақ тәрәплиримиз бар. түркийә билән гамбийә мүрини мүригә тирәп  күрәш қилип, дунйани техиму ават қилишқа тиришиду.»

учришишта, сәһийә министири әһмәд дәмирҗан, түркийә – гамбийә достлуқ гурупписиниң башлиқи, адаләт вә тәрәққийат партийәси килис парламент әзаси рәшит полат, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси баш катипи мәһмәт әли қумбузоғлу қатарлиқларму  қаһраманға һәмраһ болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر