нигердә америка вә фирансийә әскәрлиригә қарши намайиш өткүзүлди

нигерниң пайтәхти нийамейда йүзләрчә адәм америка вә фирансийә әскәрлиригә қарши намайиш өткүзди.

903879
нигердә америка вә фирансийә әскәрлиригә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерниң пайтәхти нийамейдә нигердики америка вә фирансийә әскәрлиригә қарши намайиш өткүзүлди.

йәрлик таратқуларниң бу һәқтики хәвәрләргә қариғанда, мустәқил өктичи фиронтиниң чақириқиға бинаән йиғилған йүзләрчә адәм шоарлар товлап нигердики чәт әл әскәрлири турушлуқ һәрбий базиларниң тақиветилишини тәләп қилишқан.

намайишчилар қораллиқ күчләрниң һуҗумлирида нигерлик әскәрләрниң җенидин айрилғанлиқини, чәт әл әскәрлириниң буниңға сүкүт қилип турғанлиқлирини билдүрүшти.

һөкүмәтниң 2018-йилдики пул-муамилә қануниғиму наразилиқ билдүргән намайишчилар, бу қанунниң хәлққә еғир йүк елип келидиғанлиқини әскәртишти.

пайтәхт нийамейдики нигер армийәсигә қарашлиқ һава армийәси  базисидин, 2013-йилдин буйан америка вә фирансийә әскәрлири учқучисиз айропиланлар мәркизи сүпитидә пайдилинип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر