маттис: һазир түркийә билән елип барған сөһбәтниң  тәпсилатини ашкарилашниң вақти әмәс

америка мудапиә министири җеймс маттис түркийә билән мәнбич мәсилисидә сөһбәт елип барғанлиқлирини, әмма һазир сөһбәтниң  тәпсилатини ашкарилашниң вақти әмәсликини ейтти.

902547
маттис: һазир түркийә билән елип барған сөһбәтниң  тәпсилатини ашкарилашниң вақти әмәс

 түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқида ахбарат васитилири билән бир йәргә җәм болған маттис, түркийәниң сүрийәниң африн районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / п й д вә даешқа қарши елип бериватқан «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитини «мәнбич райони» ға кеңәйтиш еһтималлиқиниң барлиқиға алақидар соалларға җаваб бәргәндә, сүрийәдики өзгиришләр тоғрулуқ түркийә дөләт мудапиә министири нурәттин җаниқли билән көрүшкәнликини әскәртти.

маттис түркийә армийәсиниң «мәнбич райони» ға кирип кирмәйдиғанлиқиға алақидар соалларға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «бу һәқтә һазирчә бир нәрсә дейәлмәймән. аддий қилип ейтқанда, һазир бу һәқтә түркийә билән елип барған сөһбәтниң  тәпсилатини ашкарилашниң вақти әмәс. бундақ мәсилиләрдә һәрқайси дөләтләрниң җамаәтчиликлириниң һессийатлири наһайити сәзгүр болиду, шуңа бу һәқтә бир нәрсә дейиш ишларни техиму чигишләштүрүветиши мумкин. бир – бири билән мусабиқилишиватқан мәнпәәтләр оттурисидики тәңпуңлуқни пәқәт мушундақ усуллар арқилиқла сақлап қалғили болиду. пәқәт шундақ дейәлишимиз мумкин: бу нөвәттә бизниң иттипақдишимиз түркийә билән актип һалда талаш – тартиш қилидиған мәсилидур.»   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر