исраилийә йунус әмрә түрк мәдәнийәт мәркизиниң мудирини назарәткә елип арқидин қойувәтти

исраилийә сақчилири, түнүгүн кәчтә қуддус йунус әмрә түрк мәдәнийәт мәркизиниң мудири ибраһим фурқан өздәмирниң өйигә бастуруп кирип назарәт астиға елип, аридин бир саәткә йеқин вақит өткәндә қойуп бәрди.

900678
исраилийә йунус әмрә түрк мәдәнийәт мәркизиниң мудирини назарәткә елип арқидин қойувәтти

түркийә авази радийоси хәвири: 20 дәк исраилийә сақчисиниң шу җай вақти саәт 22 дин 30 минут өткәндә ишғал астидики шәрқий қуддусниң кона шәһәр районида олтуридиған қуддус йунус әмрә түрк мәдәнийәт мәркизиниң мудири өздәмирниң өйигә бастуруп киргәнлики؛ өздәмирниң бала – чақилириниң әнсиз ләһзиләрни баштин кәчүргәнлики؛ ишикни зорлап ечишқа урунған сақчиларниң өйниң өгзисигә чиқип чарлаш елип барғанлиқи қәйт қилинди.

исраилийә сақчилири, назарәт астиға елинған өздәмирни мәсҗиди әқсани өз ичигә алған кона шәһәрниң әлхәлил (йафа) дәрвазисидики давид сақчи мәркизигә елип барди؛ түркийәниң тел авивда турушлуқ әлчиханиси билән қуддус консулханиси мәсилини йеқиндин көзәтти.

исраилийә сақчилириниң йеқинқи мәзгилләрдә мәсҗиди әқсани зийарәт қилған түркийә пуқралирини назарәткә елиш қилмишлириниң көпийип қелиши диққәтни тартмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر