путин русийәдә ислам маарипини җанландуридиған болди

путин: «илаһийатшунаслиқта ислам маарипи һәрдаим чоңқур йилтизға вә шанлиқ тарихқа игә болуп кәлди. 1917 – йилидики инқилабтин илгири русийәлик мусулман илаһийатшунаслар дунйаниң һәммила йәридә пәвқуладдә һөрмәткә сазавәр затлар иди» деди.

897130
путин русийәдә ислам маарипини җанландуридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин ислам вә мусулманларниң русийә күлтүр қурулмисиниң өзгәрмәс бир парчиси икәнликини билдүрди.

русийә пирезиденти путин татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазандики учришишлири даирәсидә, русийәниң алдинқи қатардики ислам алимлири билән көрүшти.

путин илаһийатшунаслиқ бойичә ислам маарипиниң русийәдә қайтидин җанландурулушиниң интайин муһимлиқини билдүрүп:  «илаһийатшунаслиқ бойичә ислам маарипи һәр даим чоңқур йилтизға вә шанлиқ тарихқа игә болуп кәлгән иди. 1917 – йилидики инқилабтин илгири русийәлик мусулман илаһийатшунаслар дунйаниң һәммила йәридә пәвқуладдә һөрмәткә сазавәр затлар болуп тонулған иди. уларниң қарашлири толиму қиммәтлик иди» деди. 

путин совет иттипақи дәвридә болса, бу исламий байлиқниң йоқалғанлиқини билдүрүп: «һөкүмитимиз русийәдә ислам маарипини қоллап қуввәтләш үчүн йеңи қәдәмләрни ташлайду. чүнки әнәниви ислам маарипи русийәниң күлтүр қурулмисиниң әң муһим бир парчисидур вә мусулман хәлқләрму һеч шүбһисизки, русийәниң көп милләтлик қурулмисиниң муһим бир қисмидур» деди.

русийәдә тәхминән 20 милйон мусулман бар болуп, омумий нопусниң %15 ни игиләйду.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر