венгирийәдә 81 адәм соғуқтин тоңлап өлди

венгирийәдин бултур йил ахирдин һазирғичә нурғун адәм соғуқтин тоңлап өлүп қалди.

889986
венгирийәдә 81 адәм соғуқтин тоңлап өлди

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийәдә бултур йанвардин һазирғичә 81 адәм соғуқтин тоңлап җенидин айрилди.

непсзава гезитиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, венгирийәдә кейинки 10 йилда 2500 адәм соғуқтин тоңлап өлгән болуп, буларниң көп қисми кочиларда әмәс, соғуқ өйләрдә өлүп кәткән.  

хәвәрдә өй-макансизларға йардәм қилиш үчүн қурулған менһелий вәқписи мудири золтан акнайниң муну сөзигә орун аҗритилди: «венгирийәдә өй-макансизларниң сани тоғрулуқ ениқ мәлумат йоқ. вәқпимизниң тәкшүрүшичә, тәхминән 10миң адәм өй-макансиз икән, лекин будапештниң өзидила шәһәрлик һөкүмәт, вәқпиләр вә дини орунлар 2308 карватлиқ 34 санаторийәни башқуруп кәлмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر