б д т: сүрийәниң тәқдирини сүрийә хәлқи бәлгилиши керәк

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонио гутеррес сүрийәниң тәқдирини сүрийә хәлқиниң бәлгилиши лазимлиқини ейтти.

890180
б д т: сүрийәниң тәқдирини сүрийә хәлқи бәлгилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: гутеррес б д т баш мәркизидә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, америка қошма иштатлириниң сүрийәдә аталмиш «чегра бихәтәрлик күчи» тәшкил қилиш пилани тоғрулуқ тохталғанда, хәлқара җәмийәтниң нурғун мәсилиләрдә мувәппәқийәтсизлик патқиқиға петип қалғанлиқини, айиғи чиқмас тоқунушлар вә терроризм мәсилисиниң һәммә йақни қаплап кәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә биз оттура шәрқниң вәзийити барғансери йаманлишип кетиш вә кореийә йерим арилида уруш партлаш еһтималлиқиға дуч келиватимиз.»

килимат өзгиришиниң тезлик билән йамрап кетиватқанлиқини, һоқуқта баравәр болмаслиқ, милләтчилик киризислириниң күнсери әвҗ елип кетиватқанлиқини әскәрткән гутеррес, хәлқара җәмийәтни дуч келиватқан мәсилиләрни техиму аз нәпрәт, техиму көп дийалог орнитиш һәм хәлқаралиқ һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш арқилиқ һәл қилишқа чақирди.

у анадолу агентлиқи мухбириниң америкиниң сүрийәдә аталмиш «чегра бихәтәрлик күчи» тәшкил қилиш пилани тоғрулуқ сориған соалиға: «сүрийә хәлқи өз тәқдирини өзи бәлгилиши керәк» тәриқисидә җаваб бәрди.

җәнвә басқучини җанландуруш үчүн һәр  җәһәттин тиришчанлиқ көрситишниң зөрүрлүкини қәйт қилған гутеррес, сүрийә киризисини һәрбий йоллар арқилиқ һәл қилишниң мумкин әмәсликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر