америкида 13 балисини өйигә соливалған ата – ана назарәткә елинди

өйгә соливелинған балиларниң бәзилири зәнҗир билән бағланған болуп, саламәтлик әһвалиниң интайин еғир икәнлики билдүрүлди.

889422
америкида 13 балисини өйигә соливалған ата – ана назарәткә елинди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң калифорнийә иштатида 13 балисини өйигә соливалғанлиқи илгири сүрүлгән ата – ана назарәткә елинди.

америка медийасиниң хәвәр қилишичә, сақчи мәсуллири перрис шәһиридики бир өйдә, бәзилири карватлириға зәнҗир билән бағланған 2 йаштин 29 йашқичә 13 ака – укини гөрүгә тутуп турғанлиқи байқалған 57 йашлиқ давид аллен турпин вә 49 йашлиқ айали лус анна турпинни тутқанлиқини билдүргән.

өйгә солап қойулған 17 йашлиқ қизниң өйдин бир йан фонни тепип сақчиға телефон қилғанлиқи вә өйдин қичип чиққанлиқи, сақчилар қизниң байанатлириға бинаән өйгә бастуруп керип тәкшүрүш елип барғанлиқи хәвәр қилинди.

өйдики балиларниң бәзилири зәнҗир билән бағланған болуп, саламәтлик әһвалиниң интайин еғир икәнликини ейтқан сақчи мәсуллири, балиларниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини тәкитлиди.

пәрзәнтлирини өйгә сулувалған ата – ана назарәткә елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر