америка салвадорлиқларни һәйдәп чиқиришқа тәййарланди

америка һөкүмити 2001-йили йүз бәргән йәр тәврәш апитидин кейин вақитлиқ рухсәт билән йәрләшкән тәхминән 200 миң салвадорлиқни дөлитигә қайтишқа йаки чеградин чиқириветишкә тәййарланди.

884273
америка салвадорлиқларни һәйдәп чиқиришқа тәййарланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ички хәвпсизлик министирлиқи дөләттики салвадорлиқларни әһвали тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, министир кирстиҗинниң бу мәсилидә бир қарарға кәлгәнлики әскәртилип, мундақ дейилди:

«салвадор пирезидент доналд трамп һакимийитидә <вақитлиқ қоғдаш салаһийити> ни йоқатқан төтинчи дөләт болуп қалди. салвадорлиқлар тәбиий апәтниң тәсиригә учриған чәт әлликләргә қаритилған инсанпәрвәрлик йардәм пирограммисидин әң көп пайдиланған хәлқ иди.»

байанатта, салвадорлиқларниң 2019-йил сентәбиргичә көчмәнликкә алақидар қануний рәсмийитини толуқлиши, ундақ болмиғанда чеградин қоғлап чиқириветилидиғанлиқлири әскәртилди.

министирлиқниң байанатида, салвадорлиқларниң әһвали тоғрисида мундақ дейилди:

«һазир әл салвадорда йәр тәврәш апитиниң излири вә тәсири қалмиди, шуңа салвадорлиқлар дөлитигә қайтиши керәк.»

2001-йили оттура латин америкаси һесаблинидиған салвадорда йүз бәргән 7.7 бал йәр тәврәштә 944 киши өлүп, 5 миңдин артуқ киши йариланған иди.

трамп һөкүмити 2017-йилида буниңға охшаш тәбиий апәт сәвәбидин америкаға йәрләшкән һондураслиқлар, никарагуалиқлар вә һайтилиқлар үчүнму бу пирограмма муддитини узартмаслиқни қарар қилған иди. нойабир ейида елан қилинған бу һәқтики байанатта, һайтилиқларға америкадин чиқип кетиши үчүн 18 ай мөһләт берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر