филиппиндә икки исламий тәшкилат даешқа қарши иттипақлашти

филиппиндә моро исламий азадлиқ фиронти билән моро мәмликәтлик азадлиқ фиронти даешқа қарши иттипақлашти.

884620
филиппиндә икки исламий тәшкилат даешқа қарши иттипақлашти

түркийә авази радийоси хәвири:  филиппиндә моро исламий азадлиқ фиронти билән моро мәмликәтлик азадлиқ фиронти террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәмкарлиқ иттипақлашти.

филиппинниң җәнубида һәрикәт қиливатқан бу икки тәшкилат рәһбәрликидин бу һәқтә берилгән байанатта, минданав районида баш көтүргән даеш вә униңға четишлиқ гуруһларға қарши һәмкарлиқ орнитилғанлиқи әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди: «тәшкилатлиримиз даеш террорчилириниң җәнубий котабато, сарангани вә султан қударат районлиридики бансаморо хәлқиниң арисиға соқунуп киривелишини тосиду.»

моро исламий азадлиқ фиронти каттибашлиридин муһақәр иқбал һәмкарлиқ келишими даирисидә икки тәшкилатниң ортақ һәрикәт елип берип өз-ара учур-мәлумат йәткүзидиғанлиқлирини әскәртип, филиппин һөкүмити билән һасил қилинған тинчлиқ келишиминиң даеш террорчилири тәрипидин бузғунчилиққа учришини халимайдиғанлиқлирини билдүрди.

моро мәмликәтлик азадлиқ фиронти каттибашлиридин дату муслимин сәмаму биваң баңсаморо һәмкарлиқ кеңишиниң қурулғанлиқини әслитип өтүп мундақ деди: «мәқситимиз районида террорлуқ қилмиши садир қилишқа урунған унсурларға зәрбә бериштур. »

моро исламий азадлиқ фиронти 2016-йили филиппин һөкүмити билән келишим һасил қилғаниди.

моро исламий азадлиқ фиронти һәмкарлиқ келишими даирисидә мусулманларниң нопуси зич болған минданав өлкиси вә әтрапидики аралларға аптоном һоқуқи берилишини мәзмун қилған бансаморо қанун тәклипнамисини пирезидент родериго дутертеға бултур 17-ийулда йоллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر