бир қанчә хитай шәһәрлиридә һава булғиниш дәриҗиси қизғуч сериққа чиқирилди

хитай метерологийә идариси һава булғиниши сәвәбидин «қизғуч сериқ» рәңлик агаһландуруш чиқарди.

878171
бир қанчә хитай шәһәрлиридә һава булғиниш дәриҗиси қизғуч сериққа чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай метерологийә идариси дөләтниң шимал вә шәрқ районлиридики һава булғиниш дәриҗисини «қизғуч сериқ» рәңгә чиқарғанлиқини елан қилди.

хитайда бүгүн (29-декабир) башланған һава булғиниши пайтәхт бейҗиң вә тийәнҗен шәһәрлири, хебий, әнхуй, хубей, җйаңсу вә шәндуң өлкилиригә күчлүк тәсир көрситидикән.

көрүш мусаписиниң 100 метирғичә чүшидиғанлиқи әскәртилгән хитай метерологийә идарисиниң байанатида, айродурум, порт вә ташйолларда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш чақириқ қилинди, шопурларға аптомобилларниң сүритини астилитиш тәвсийә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر