тәйвәнниң йеңи биостатистикилиқ паспортлирида чоң хаталиқ байқалди

тәйвәнниң йеңи биостатистикилиқ паспортлирида кـөрүлгән сәтчилик түпәйлидин алақидар министирлиқ хәлқтин кәчүрүм сориди.

877625
тәйвәнниң йеңи  биостатистикилиқ паспортлирида чоң хаталиқ байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвәнниң йеңи биостатистикилиқ паспортлирида тайпиниң тойуән дегән йериниң орниға хата һалда вашингитондики даллес хәлқара айродоруминиң рәсими қойулғанлиқи ашкариланди.

йеңи паспорт дүшәнбә күнидин етибарән тарқитилишқа башланғандин болуп, истемалчилар тәрипидин байқалған бу хаталиқ, тәйвән ташқи ишлар министрилиқи тәрипидинму қобул қилинди. 

тәйвәнниң алақидар мәсуллири кишиләргә тарқитилған 285 йеңи паспортниң қайтуруп берилишни тәләп қилди.

200 миң паспортниң қайтидин бесилидиғанлиқи вә министрилиқниң бу хаталиқ үчүн кәчүрүм сориғанлиқи билдүрүлди.

паспорттики рәсим иҗтимаий таратқу бекити вайбо вә фесбуктиму кәң һәмбәһирлишилди. 

бир нәпәр вайбо ишләткүчиси: «бу адәм өз айродоруминиң немигә охшайлдиғанлиқиниму билмәмду?» дәп инкас қайтурди.  

шәкили йеңиланған биостатистикилиқ паспортларниң бир ай ичидә пүтүп чиқидиғанлиқи вә униңдин илгири тәләп қилғанларға болса, кона биостатистикилиқ паспортларниң берилидиғанлиқи қәйт қилинди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر