доминикада сахта һарақ билән өлгән кишиләрниң җиназисида, йәнә сахта һарақ сунулди

җиназә мурасимида қатнашқучиларму сахта һарақ ичип, нурғун киши һайатидин айрилди.

876953
доминикада сахта һарақ билән өлгән кишиләрниң җиназисида, йәнә сахта һарақ сунулди

түркийә авази радийоси хәвири: доминика җумһурийитидә сахта һарақ ечип өлгән кишиниң җиназә мурасимида, қатнашқучиларға йәнә охшаш сахта һарақ билән зийапәт берилди.

алақидар мәсуллар һайти чеграсиға йеқин районда өйдә йасивелинған вә метил испирт қушулған һарақниң түнҗи қетим алдинқи һәптә кишиләрниң өлүмигә сәвәб болғанлиқини елан қилди.

бу өлгән кишиләрниң җиназә мурасимида, қатнашқучиларға сунулған һарақниңму сахта икәнлики вә кейин йәнә башқа кишиләрниң өлүмигиму сәвәб болғанлиқи билдүрүлди.

алақидар мәсуллар шундақ қилип җәмий 12 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә 21 кишиниң балнестқа елинғанлиқини җакарлиди.

сәһийә министири алтаграка гузман аманлиқни сақлаш даирилириниң вәқәни тәкшүрүватқанлиқини қәйт қилди.

һайтидә кәң көләмдә шикәр қумучидин сахтә һарақлар йасилиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر