җәнвә йиғинлири нәтиҗисиз ахирлашти
б д т сүрийә алаһидә вәкили стефан демистура шивейтсарийә пайтәхти җәнвә шәһиридә «8-җәнвә» йиғинлириниң мувәппәқийәтсиз ахирлашқанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: б д т сүрийә алаһидә вәкили демистура пайтәхт җәнвә шәһиридә сүрийә һәққидә 28-нойабирдин тартип давам қиливатқан «8-җәнвә» сөһбәт йиғинлириниң ахирқи күнидә, бәшшар әсәд һакимийити һәйити вә өктичиләрниң һәйити билән айрим-айрим көрүшти.
демистура көрүшүштин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғнида, 2017-йил 28-нойабирдин тартип сүрийә өктичилири билән 11 қетим, бәшшар әсәд һәйити билән йәттә қетим йиғин ачқанлиқлирини билдүрди. у өктичиләрниң тәлипи болған вақитлиқ һөкүмәт, асасий қанун, сайлам вә террорлуққа қарши күрәштин ибарәт төт асасий теминиң һәммисини музакирә қилғанлиқлирини, бирақ бәшшар әсәд һакимийтиниң пәқәт террорлуққа қарши күрәш мәсилисигила мәркәзләшкәнликини билдүрди.
у сүрийә һәққидики «8-җәнвә» йиғинлириниң мувәппәқийәтсиз ахирлашқанлиқини әскәртип: «мувәппәқийәт қазиналмидуқ, алтундәк пурсәт қачуруп қойулди» деди.
у сүрийә сөһбәтлирини 2018-йил йанвар ейида қайта башлашни пилан қилғанлиқлирини әскәртти.