нигерийәдә бир әсирдә 70 тил йоқап кәткән

нигерийәдә бир әсир ичидә мустәмликчиик вә содиниң бәлгилик тилларда елип берилиши қатарлиқлар сәвәбидин 70тил йоқап кәткән.

868410
нигерийәдә бир әсирдә 70 тил йоқап кәткән

түркийә авази радийоси хәвири:нигерийәдә бир әсир ичидә 70 тил йоқ болди.

охшимиған етник вә тил гуруппилири болған нигерийәдә 1900-йилларниң бешида тәхминән 520 тилниң сөзлинидиғанлиқи, күнимиздә болса бу санниң тәхминән 450кә чүшүп қалғанлиқи билдүрүлди.

африқидики тиллар үстидә тәтқиқат елип бериватқан тәтқиқатчиларниң қаришичә, йәрлик тилларниң йоқап кетишигә асаслиқи мустәмликчилик, содиниң бәлгилик тилларда елип берилиши вә йәрлик тилларни сөзлишидиған кишиләрниң саниниң азийип кетиши қатарлиқлар сәвәб болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر