гиретсийә әрдоғанниң зийаритидин мәмнун...

гиретсийә ташқи ишлар министири никос косиас, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 7-, 8 – декабир күнлиридики зийарити тоғрисида тохталди.

868334
гиретсийә әрдоғанниң зийаритидин мәмнун...

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә ташқи ишлар министири никос косиас, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 7-, 8 – декабир күнлиридики зийарити тоғрисида тохтилип, «зийарәт иҗабий өтти. мәйли җумһур рәис әрдоған, мәйли баш министир чипрас болсун, сәмимийлик билән сөз қилди» деди.

никос косиас, әрменийә ташқи ишлар министири едвард налбандйан билән пайтәхт атена (афена) да көрүшкәндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. у, җумһур рәис әрдоғанниң гиретсийә зийарити тоғрисида тохтилип, «зийарәт утуқлуқ болди, чүнки тохтап қалған керәклик алақә қаналлирини һәл қилдуқ. утуқлуқ болди, чүнки бир қатар йеңи учришишларниң тәййарлиқ хизмәтлири ишлиниватиду» деди.

у, гиретсийәниң көчмәнләр сийаситигә мәсул министири йаннис музаласниң түркийәдә зийарәттә болидиғанлиқини әскәртип, 2018 – йили февралда өткүзүлүши пиланлиниватқан йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

қошна түркийә билән болған мунасивәтләргә һессийатқа тайинип муамилә қилмаслиқ керәкликини әскәрткән косиас, «зийарәт иҗабий өтти. мәйли җумһур рәис әрдоған, мәйли баш министир чипрас болсун, сәмимийлик билән сөз қилди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر