өктичиләр путинниң әскәр чекиндүрүш пәрмани тоғрисида байанат елан қилди

сүрийә өктичилири тәшкиллигән алий музакирә комитетиниң байанатчиси йәһйа ариди русийә пирезиденти путинниң сүрийәдин әскәр чекиндүрүш пәрмани тоғрисида мухбирларға байанат бәрди.

866464
өктичиләр путинниң әскәр чекиндүрүш пәрмани тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә өктичилири тәшкиллигән алий музакирә комитетиниң байанатчиси йәһйа ариди русийә пирезиденти владиир путинниң, русийә қисимлириға сүрийәдин чекиниш пәрмани чүшүргәнлики һәққидә тохталди. у, «сүрийәгә тинчлиқ елип келидиған һәр түрлүк қәдәм» ни хушаллиқ билән қарши алидиғанлиқлирини ейтти.

байанатчи ариди сүрийә тоғрисидики җәнвә йиғини рамкисида, б д т сүрийә алаһидә вәкили стефан демистура билән җәнвәдики б д т ишханисида өткүзүлидиған учришиштин бурун байанат елан қилди. у шәрқий гутадики бәшшар әсәд һакимийитиниң қоршави үстидә тохтилип, пайтәхт дәмәшиққә 10 километир келидиған җайдики кичик балиларға дәрһал инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүшни чақириқ қилди.

у: «шәрқий гута хәлқини қоршавға елиш тоғра әмәс» деди.

у русийәлик бир мухбирниң пирезидент путинниң русийә әскәрлирини сүрийәдин чекиндүрүш пәрмани чүшүргәнлики тоғрисида сориға соалиға: «хәлқимизниң өй-маканлириға қайталиши үчүн, сүрийәниң бихәтәр болушиға вә сүрийәгә тинчлиқ йетип келишигә һәссә қошидиған қәдәмләрниң ташлинишини тәәп қилимиз. болупму, қораллиқ күчләр пәйда қилған қалаймиқанчилиқларни вә хәлқимиз үстидин өткүзгән җинайәтлирини йоқитиш қәдәмлири ташлиниши керәк. бу һәқтә ташланған һәр қандақ қәдәмни хушаллиқ билән қарши алимиз» деди.

русийә пирезиденти владимир путин түнүгүн (11-декабир) сүрийәни туйуқсиз зийарәт қилип, русийә әскәрлирини «қисмән чекиндүрүш» пәрманини чүшүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر