аббас билән сиси трампниң қуддус қарари тоғрисида сөзләшти

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, дөләт ишлири зийарити болуш үчүн барған мисирниң пайтәхти қаһирәдә пирезидент абдулфәттаһ сиси билән көрүшти.

866597
аббас билән сиси трампниң қуддус қарари тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: мисир пирезидентлиқ мәһкимиси йазма байанат елан қилип, икки рәһбәрниң иттиһадиййә сарийида өткүзүлгән учришишта, америка қошма иштатлириниң қуддусни исраилийәниң пайтәхти, дәп етирап қилиш тоғрисидики қарариға қарши пәләстинликләрниң өзара йаришишиниң «истратегийәлик таллаш» болидиғанлиқини тәкитләп өткән.

йаришишниң, америкиниң қуддус қарариға охшаш пәләстин мәсилиси дуч кәлгән тәһдитләргә қарши күрәштә пәләстинликләрни бир байрақ астиға топлийалайдиғанлиқи қәйт қилинған учришишта, мәзкур қарарниң қуддусниң орни вә оттура шәрқ тинчлиқ сөһбәтлиригә сәлбий тәсир көрситишигә қарита билдүрүлидиған позитсийә, әрәб әллири иттипақи вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға охшаш һәр хил мунбәрләр арқилиқ ташлинидиған қәдәмләр тоғрисида пикир алмаштурулди.

учришишта, сисиниң, қуддусниң тарихий вә қануний салаһийитиниң сақлап қилиниши керәклики тоғрисидики дөлитиниң өзгәрмәс позитсийәсини тәкитләп өткәнлики, аббасниң болса, «америкиниң қарариниң күтүлмигән бир қарар болғанлиқини вә пәләстин даирилириниң чарә тепишқа болған истәклиригә қаримай, бу қәдәмниң ташланғанлиқи» ни әскәрткәнлики қәйт қилинди.

аббасниң сиси билән көрүшкәндин кейин, түнүгүн башланған мисир зийаритини ахирлаштуруп пәләстингә қайтқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر