шиветсийәдә бир түрк айал 2017 – йилиниң қәһримани болди

шиветсийәдә 2 йил илгири түркийәдин кәлгән оттура йашлиқ айалларни сәпәрвәр қилип, шәһәрниң бихәтәрликини қоғдиған фатимә ипәк алҗи «2017 – йилниң қәһримани» болуп сайланди.

866368
шиветсийәдә бир түрк айал 2017 – йилиниң қәһримани болди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийәдә 7 пәрзәнтлик, 63 йашлиқ фатимә ипәк алҗи «2017 – йилниң қәһримани» болди.

алчи шивесийәниң әң нопузлуқ гезилиридин бирси болған «афтонбиладет гезити» тәрипидин өткүзүлгән вә ғәлибә қилғучи хәлқниң аваз бериши билән бәлгиләп чиқилидиған мусабиқида әң көп авазға еришкән намзат болди. 

пайтәхт ситокһолимдә сийасәт, сәнәт вә тәнтәрбийә саһәсиниң илғар затлири тәклип билән қатнашқан «2017 – йиллиқ шиветсийә қәһримани»ни мукапатлаш мурасими өткүзүлди.

мурасимда шивретсийә муавин баш министири қошумчә маарип ишлири министири густав фиридолин вә сиветсийә дөләтлик командисиниң дириктори җаннә андерсон «йол көрсәткүчи» саһәси бойичә 2017 – йиллиқ шиветсийә қәһримани болуп сайланған фатимү ипәк алҗини тәбриклиди.

алҗи конйаниң кулу наһийәсидин 30 йил илгири шиветсийәгә кәлгән болуп, мукапатқа еришкәнликидин толиму хошал болғанлиқини ейтти.

фатимә ипәк алҗи пайтәхт шитокһолимниң ботийрика райониға қарашлиқ фитжа мәһәллисидә 2 йил илгири түркийәдин кәлгән оттура йашлиқ айалларни сәпәрвәр қилип, бихәтәрлик җәмийити қорғанлиқини тилға салзәп бәрди.

у мундақ деди:

«җәмийитимизгә әза 20 дин артуқ айал билән җүмә вә шәнбә күнлири фитжа мәһәллисидә кичиси йүрүшкә чиқип, мәһәллиниң бихәтәрликини қоғдашқа әһмийәт бәрдуқ. кечилири мәһәллидә вәқә чиқарған, доканларниң әйнәклирини сундурған йашларни тосуп қалдуқ. түрк айаллириниң өйидин чиқмай олтурмайдиғанлиқини вә җәмийәткә төһпә қошалайдиғанлиқини намайан қилдуқ. бизниң бу тиришчанлиқимизни шәһәрлик һөкүмәт вә сақчи ирадисиму тәбриклиди. уларму бизгә һәр түрлүк йардәмләрдә болди. мукапатлаш мурасимиғиму башқа барлиқ айал достлиримни бирликтә чақирип һәммимизни ғурурландурди. мана бу паалийәтләр билән көчмән айалларға йол көрсәткүчи сүпитидә йилниң қәһримани болуп сайландим. бу мукапатни барлиқ түрк айаллири намидин алимән»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر