русийә әскәрлири сүрийәдин чекинишкә башлиди
русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу русийә әскәрлириниң сүрийәдин чекиниш ишлириниң башланғанлиқини билдүрди.
866384
түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу мухбирларниң чекиниш ишлириниң қачанғичә давамлишидиғанлиқи тоғрисидики соалиға: «вәзийәткә бағлиқ» дәп җаваб бәрди.
сергей шойгу сүрийәдин тунҗи қетимда чекингән әскәрләрниң русийәдики базилириға қайтқанлиқини ейтти.
пирезидент владимир путин түнүгүн (11-декабир) ки сүрийә зийаритидә, әскәрләрни «қисмән чекиндүрүш» тоғрисида пәрман чүшүргән иди.