қуддустики қаршилиқ һәрикитиниң символиға айланған 14 йашлиқ өсмүр

исраилийә әскәрлири тәрипидин дәсләптә қаттиқ урулған, андин көзлирини теңилған һалда назарәткә елинған 14 йашлиқ пәләстинлик өсмүрниң қойуп берлиши күчүн хәлқараға чақириқ елан қилинди.

865733
қуддустики қаршилиқ һәрикитиниң символиға айланған 14 йашлиқ өсмүр

түркийә авази радийоси хәвири: қуддустики қаршилиқ һәрикитиниң символиға айланған өсмүрниң қойуп берилиши үчүн чақириқ елан қилинди.

америка пирезиденти доналд трампниң 6 - декабида қуддусни исраилийәниң пайтәхти сүпитидә етирап қилишидин кейин йүз бәргән җиддийчиликләр җәрйанида, 23 нәпәр исраилийә әскәрлири тәрипидин көзлири бағланған һалда назарәткә елинған 14 йашлиқ фәвзи җунәйди қуддустики қаршилиқ һәрикитиниң семволиға айланған иди.

җунәйдиниң тағиси рәшад җунәйди җийәниниң қойуп берилиши үчүн хәлқара кишилик һоқуқ органлириға чақириқ елан қилди.

җунәйди җийәниниң пәйшәнбә күни йүз бәргән вәқәләр җәрйанида ишғалийәт астидики әл хәлилдә, қирйат арба йәһудий олтурақ райони алдидики һәрбий тәкшүрүш понкитиға йеқин җайда, исраилийә әскәрлири тәрипидин назарәткә елинип, рамаллаһниң ғәрбидики офер һәрбий түрмисигә йолланғанлиқини вә һазирму һәрбий түрмидә тутуп туруливатқанлиқини билдүрүлди. 

исраилийә әскәрлири тәрипидин дәсләптә қаттиқ урулғандин кейин, андин көзлирини теңилған һалда назарәткә елинған пәләстинлик өсмүрниң әлхәлилдә турушлуқ тағиси җунәйди, чийәниниң ата – анисиниң камера алдида сөз қилалмайдиған дәриҗидә еғир кесәл икәнликлирини, шуңа уларниң орниға өзи байанат бериватқанлиқини ейтти.

рәшад җунәйди җийәниниң қойуп берилиши үчүн хәлқара кишилик һоқуқ органлирини җиддий мудахилә қилишқа чақириқ қилди.

14 йашлиқ фәвзи җунәйдиниң 7 пәрзәнтлик аилиниң әң чоң оғли икәнликини вә аилиниң кириминиң 14 йашлиқ фәвзи җунәйдигә қарашлиқ икәнликини тәкитлигән тағиси, җийәниниң күндилик ишләп йүрүп, аилсини биқиватқанлиқини әскәртти. 

таға рәшад җунәйди: «фәвзи уқумиди. аилисини беқиш үчүн мәктәпни ташлашқа мәҗбур болди. дадисиниң оң пути сунған болғачқа карваттин қопалмайду. анисиму сақаймадиған  «terminal illness» намлиқ еғир кесәлгә гириптар» деди. 

фәвзиниң көзлири теңилған  вә 23 нәпәр исраилийә әскәрлири тәрипидин дошкүшләнгән һалда назарәткә елинған көрүнишини анадолу агнетлиқиниң фоту- сүрәт мухбири висам әл хәшләмун рәсимға тартип, пүтүн дунйаға тунуштурған вә хәлқара җамаәтчиликни вәқәдин хәвәрдар қилған иди.

таға рәшад җунәйди «тәхминән 50 кишилик асраилийә әскәрлири әлхәлилниң оттурисидики баб әззавийә районида таш атқанларни тутуш үчүн тозақ қурди. фәвзи шу йәрдин өтуватқан вақтида әскәрләр униңға етилип берип қаттиқ өрүшқа башлиди. исраилийә әскәрлири киччикинә балини уйақтин буйаққа сорәп домбалиди, һәтта үстигә дәссиди. андин орнидин турғузуп көзлирини теңип тутуп кетишни» деди.   

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн 10 – декабир йәкшәнбә күни сиваста хәлққә қилған хитабида 14 йашлиқ фәвзиниң көзлири теңилған һалда назарәткә елинғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүргән иди.                                                                                                           



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر